ТОП просматриваемых книг сайта:
Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных.. Уйгурские Народные Сказки
Читать онлайн.Название Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных.
Год выпуска 2023
isbn
Автор произведения Уйгурские Народные Сказки
Издательство Автор
– Хойма яхши болди, өйдә гөш йоқти, – дәпту.
Тошқан момайға:
– Мән мошу йәрдә туруп турай, сиз әву яқлардин отун терип келиңдә, мени үтиләң, – дәпту.
Момай тошқан билән жипини ташлап қоюп, өзи отунға кәткәндә, тошқан қечип кетипту. У қечип жүрсә, шамал учришип қапту.
Шамал:
– Мән сени домилитип ойнаймән, – десә, тошқан:
– Мән бәрибир қечип кетимән, униңдин саңа қизиқ оюн тепип берәйму? – дегәндә, шамал:
– Қени? – дәп сорапту.
– Әву йәрдә момайниң жипи бар, шуни учартип, момайни раса ахмақ қилмамсән, – дәп шамалниму йолға сапту. Тошқан хошаллиғидин лиқилдап сәкрәп келиватса, алдиға йолвас чиқип қапту.
Йолвас:
– Уһ, уһ, дегән вақитта учраштиң, рисқилиқ екәнмән, раса татлиқ гөш йәйдиған болдум, – дәп тошқанни йемәкчи бопту.
– Тохта! Мениң ейтидиған сөзүм бар, – дәпту тошқан.
– Немә сөзүң бар? – дәп сорапту йолвас:
Тошқан һодуқмай, сөзләшкә башлапту:
– Сән әву ғарниң бойида йетип тур, мән отун терип келәй, андин сән мени пиширип йә, болмиса гөшүмниң тәми йоқ, – дәпту.
Бу сөз йолвасқа майдәк тетип, ғар бойида ухлашқа башлапту. Тошқан отунни нурғун терип, йолвасниң йениға әкелип отни улуқ қалиғанда, отниң иссиқ тәптидин өрүлүп ятимән дәп, йолвас ғарға чүшүп кетипту.
Тошқан чеқирап нахша ейтип кетип барса, очилар учришип қапту. Очилар өдәк, қирғавул, түлкиләрни етивалған екән. Бир очи тошқанни көрүп атай дәп турғанда, тошқан:
– Һәй, һәй! Тохтаңлар! Мән силәргә наһайити пайдилиқ нәрсә ейтимән. Мону ғарниң нерисидики ғарниң бойида бир йолвас икки ташниң оттурисиға қисилип қапту, силәр берип көрүп келиңлар, мән силәрниң олҗаңларға қарап турай, – дәптекән, очилар жүгришип кетипту.
Очилардин қутулуп, хошал кетип барғанда, униңға бүркүт учришиптудә:
– Сениң бешиңни чоқулаймән, – дәпту.
– Мениң бешимни немә қилисән. Мениң билән сән тоймайсән, әву йәргә барсаң, бир йолвас икки ташниң арисиға қисилип қапту, берип шуни чоқула, саңа бир жилға йетиду, – дәпту.
Тошқан һәммини йолға селип, өзи таққа чиқип қариса, момай отунларни, шамал жипни, бүркүт йолвасни издишип жүрүпту. Тошқан өзиниң мунчилик қувлуқ ишләткинигә хошал болуп, шунчилик қаттиқ күлүптуки, һәтта тошқанниң калпуги журуқ болуп қапту.
ПОЧЕМУ У ЗАЙЦЕВ ТАКИЕ ГУБЫ
Жил-был однажды один заяц. Он умел ловко обманывать медведей, волков, львов и даже людей. Однажды, хитрый заяц решил заглянуть в кишлак, чтобы полакомиться морковкой. В одном дворе он увидел старуху, которая пряла пряжу.
Старуха очень обрадовалась, увидев зайчишку:
– Как хорошо, что ты ко мне зашел! В моем доме уже давно не было мяса!
– Хорошо, хорошо, я согласен, – сказал заяц, – только вы сначала сходите за хворостом, чтобы опалить мою шкурку, а я вас здесь подожду.
Наивная старуха, оставив зайца и пряжу, пошла за хворостом, а заяц сбежал. Бежит-бежит заяц, а навстречу ему ветер. Ветер говорит ему:
– Ага,