ТОП просматриваемых книг сайта:
Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных.. Уйгурские Народные Сказки
Читать онлайн.Название Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных.
Год выпуска 2023
isbn
Автор произведения Уйгурские Народные Сказки
Издательство Автор
– Шундақ, шундақ, әлвәттә, шундақ, – бөрә түлкиниң сөзини тәстиқлиди, асланханму бешини лиңшитип қойди.
– Ука, – сөзини давамлаштурди түлкә, – сән «сүпниң» күчини бизгә бир көрситип бақ.
– Қандақ көрситимән, – дәп сориди асланхан.
– Иш асан, аву мәһәллидә тоху дәйдиған бир топ ләнитиләр яшайду, әтигәндә қопуп авазиниң болушиға вақирап, бизниң уйқумизни һарам қилиду. Уни һәммимиз яман көримиз. Әдивини берип қояйли десәң, күндүзи әпләшмәйду, кечиси болса, уларниң ишигидин киргили болмайду. Сән бу ишни асанла бәҗирәләйсән.
Асланхан ойлинип қалди, лекин ойланғансири пикри чигичлишип, немә дәп җавап беришни задила биләлмиди.
– Асланхан ука, көп баш қатурма, – деди түлкә, – у әбләхләр катәклиригә кириштин илгири сән мәһәллигә берип, уларниң өйигә қиривалисәндә, ишикни ичидин тақавалисән. Улар өйлиригә киришәлмәй турғанда биз берип қалған ишни өзимиз җөндәймиз, қандақ?
Асланхан мақул болди.
Әтиси күн петишқа йеқин түлкә билән бөрә асланханни башлап, мәһәллигә йеқин орманлиққа келишти. Ормандин қариса, мәһәллидә болуватқан ишлар көзгә хелила ениқ көрүнүп туратти, асланхан у йәр-бу йәрләрдә данлап жүргән қарақуриларни көрди. «Вай, булар мекиянға һәҗәпла охшайдекәнғу? – дәп ойлиди асланхан, – улар мени көрсә, йәнә бешимни чоқулап кәтмәмду, һә раст, у чағда қолумдин иш кәлмәтти. Әнди болса, периштә маңа қабилийәт қилди, бозәк болмаймән».
– Сән аста барғин, – деди түлкә асланханға пичирлап, – чандуруп қойма җуму?
Асланхан аста өмүләп мәһәллигә кирди вә бир катәккә киривелип, ичидин тақавалди. Аз өтмәй, топ-топи тохулар өй-өйлиригә кирип кетишти. Ахирқи бир топ тоху өз өйиниң алдиға келип, ишикни ачалмай һәйран болушти.
– Бу немә иш? – деди уларниң ичидики қизил таҗилиқ бирси ишикни иштирип беқип, – әһвалидин қариғанда бир чатақ бардәк туриду, қарап турмайли, дәрһал холум-хошниларниң өйлиригә киривалайли.
Униң сөзи түгимәй турупла, тохуларниң әтрапида сүрлүк икки сайә пәйда болди вә уларға шиддәт билән һуҗум қилди. Тохуларниң қақақлиған әнсиз авазлири мәһәллини зил-зилигә кәлтүрди. Бирдинла мәһәллидики тайғанларму қавашқа башлиди. Түлкә билән бөрә бирдин тохуни чишлигиничә орманлиқ тәрәпкә қачти. Асланханму қечишниң қойиға чүшүп, астила сиртқа чиқиведи, тохулар уни қоршавелип, чоқилап, униң үз-көзини қан қиливәтти. Асланхан ағриққа чидимай миявлап, миң-бир тәсликтә орманлиққа қечип барди. Асланхан қариса, түлкә билән бөрә олҗиларни бөлүшәлмәй бир-бирини боғушқили турупту.
Шу пәйттә бирдинла мәһәллә тәрәптин он нәччә тайған қоғлап келип қалди вә түлкә билән бөрини қоршавалди. Түлкә билән бөрә бир-бирини чишлишип, йерим җан болуп қалғачқа, қоршавни бөсүп чиқип кетәлмиди. Тайғанлар уларни тутувалди.
Бир ташниң далдисида титирәп олтарған асланхан тайған башлиқниң алдиға жүгрәп бардидә, өзини туталмай жиғлавәтти. Тайған башлиқ униңдин немишкә түлкә билән бөригә қошулуп, яман йолға маңғанлиғини сориведи, Асланхан һәммини ейтип бәрди. Тайған башлиқ асланханға ечинған һалда:
– Анаңниң